әнқәрә: айасофйадин қандақ пайдилиниш түркийәниң игилик һоқуқи даирисидики иш

әнқәрә, айасофйаға қандақ муамилә қилиш мәсилисиниң түркийәниң игилик һоқуқи даирисидики ички иши икәнликини уқтурди.

1447347
әнқәрә: айасофйадин қандақ пайдилиниш түркийәниң игилик һоқуқи даирисидики иш

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң айасофйаниң салаһийитигә алақидар байанати тоғрисидики бир соалға йазма һаләттә җаваб қайтурди.

«америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин айасофйа тоғрисида елан қилинған байанаттин тәәҗҗүпләндуқ» дегән байанатчи ақсой, асасий қанун вә алақидар қанунлар билән капаләт астиға елинған дин вә етиқад әркинликиниң, барлиқ пуқралар үчүн айримчилиқ қилинмастин муһапизәт қилиниши йолида түркийәниң <садасиз инқилаб маһийитидә> қәдәмләрни ташлиғанлиқини әскәртти.

у, бу даиридә түркийәниң, мәдәнийәт вә тарихидин давамлишип кәлгән кәң қорсақлиқ әнәнисигә асасән айасофйани өз ичигә алған барлиқ мәдәнийәт байлиқлирини әң әстайидил шәкилдә қоғдап келиватқанлиқиға ишарәт қилип, «айасофйаниң тарихий, мәдәнийәт вә мәниви қиммитиниму пәтһи қилип мәмликитимизниң мүлки даирисигә киргүзгән күнимиздин буйан сәзгүрлүк билән йашнитип келиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

айасофйаниң, түркийә земинлиридики барлиқ мәдәнийәт байлиқлириға охшашла түркийәниң игидарчилиқида икәнликини хатирилитип өткән ақсой сөзини давамлаштуруп, «айасофйа үстидики барлиқ башқуруш салаһийити түркийәниң игилик һоқуқи даирисидики ички ишлиримиз билән мунасивәтлик бир мәсилидур. әлвәттә һәмминиң өз пикрини оттуриға қойуш әркинлики бар, бирақ, игилик һоқуқимиз һәққидә <агаһландуримиз>, <буйруймиз> услубида сөз қилиш һечкимниң һәдди әмәс» деди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, түркийәни айасофйаниң музей салаһийитини давамлаштурушқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر