түркийәдә өлүм вә йуқум нисбити барғансери төвәнлимәктә

түркийәдә «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә хушаллинарлиқ нәтиҗиләрниң қолға келишкә башлишиға әгишип, өлүм вә йуқум нисбити барғансери төвәнлимәктә.

1444108
түркийәдә өлүм вә йуқум нисбити барғансери төвәнлимәктә

түркийә авази радийоси хәвири:  йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 19 ға чүшти. шуниң билән, «вухән вируси» оттуриға чиққандин буйан қаза қилғанлар сани 5065 кә йәтти.

бир күн ичидә  51 миң 198 киши тәкшүрүлди, булардин 1396 кишидә вирус байқалди.

 дохтурханидин чиққан 1492 киши билән қошулуп, сақайғанларниң омумий сани 167 миң 198 кишигә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر