ваба сәвәбидин җенидин айрилған %93 кишиниң йеши 65 тин йуқири

түркийәниң вухән вируси (Kovid-19) қарши турушида, һәм вирусқа мунасивәтлик өлүм санида, һәмдә йуқум санида муқимлиқ әмәлгә ашти.

1430400
ваба сәвәбидин җенидин айрилған %93 кишиниң йеши 65 тин йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 18 киши җенидин айрилди. буниң билән, вирусқа мунасивәтлик җәмий җенидин айрилғанлар сани 4 миң 648 болди. охшаш вақитта, 57 миң 829 кишиниң саламәтлики тәкшүрүлди вә 930 кишидә вирус байқалди. 622 кишиниң дохтурханидин чиқиши билән, саламәтлики йахшиланғанларниң сани 133 миң 400 гә йәтти.

сәһийә министири фаһрәттин коҗа йеқинқи бир айда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң оттуричә йешиниң 74.6 икәнликини, җәмий җенидин айрилған %93 кишиниң  65 йаштин йуқири икәнликини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر