түркийә андорраға теббий лазимәтликләр йардәм қилди

түркийә «вухән вируси» ға қарши күрәш басқучида андорраға теббий лазимәтликләр йардәм қилди.

1430052
түркийә андорраға теббий лазимәтликләр йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң мадрид баш әлчиси җиһад әргинай билән барселона баш консули гүчлү калафат, «вухән вируси» ға қарши күрәштә ишлитилидиған йүз маскилири қачиланған йешикларни андорра дипломатийә министири мариа убач фонтқа тапшуруп бәрди.

түркийәниң мадрид әлчиханиси вә баш консулханисиниң аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә бу һәқтә тарқитилған учурларда мундақ дейилди: «түркийә <вухән вируси> ға қарши күрәштә хәлқаралиқ һәмкарлиқниң байрақдари болушни давамлаштурмақта.»

андорра дипломатийә министири фонт, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә һәмбәһирләшкән учурида, түркийәгә рәһмәт ейтип мундақ деди: «маска ианиси түпәйли түркийә ташқи ишлар министирлиқи билән дилма тоқумичилиқ ширкитигә рәһмәт ейтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر