түркийә теббий йардәм буйумлири нигерға йетип барди

нигерниң вухән вируси (ковид – 19) ға тақабил туруш хизмәтлиригә йардәм бериш мәқситидә теббий йардәм буйумлирини елип йолға чиққан түркийә айропилани нигерға йетип барди.

1429940
түркийә теббий йардәм буйумлири нигерға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, йардәм буйумлирини елип йолға чиққан түркийә армийәси айропиланиниң нигерға йетип барғанлиқини, айропиланниң нигер инсанпәвәр йардәм ишлири министир лауан магаги вә түркийәниң нигерда турушлуқ баш әлчиси мустафа түркәр ари тәрипидин күтүвелинғанлиқини уқтурди.

нигерлиқ әмәлдарларға, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң нигер пирезиденти маһамадо иссуфу (муһәммәд йусуф) ға йазған мәктубиму тапшуруп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر