түркийә нигерға теббий йардәм буйумлири йоллиди

түркийә, вухән вируси (ковид – 19) ниң зәрбисигә учриған дөләтләргә теббий буйум йардәм қилишни давамлаштурмақта.

1429179
түркийә нигерға теббий йардәм буйумлири йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән, вухән вирусиға тақабил туруш хизмәтлиригә йардәмчи болуш мәқситидә нигерға маска, қоғдиниш кийими вә қоғдиниш көзәйники қатарлиқ теббий буйумларни йоллиди.

сәһийә министирлиқи тәрипидин тәййарланған мәркуз йардәм буйумлири әтимәсгут һәрбий айродурумидин қозғалған түркийә армийәсиниң а400м типлиқ йүк айропиланиға қачиланди.

нигерға қарап йолға чиққан айропиландики йардәм буйуми сандуқлириниң үстигә җумһур рәислик мәһкимиси бәлгиси билән бирликтә мәвлана җалалидин руминиң «үмидсизликниң арқисида нурғун үмид бар. қараңғулуқниң арқисда нурғун қуйашлар бар» дегән сөзлири түрк вә фирансуз тиллирида йезилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر