түркийә миллий хәвпсизлик оргини: терроризмға қарши күрәш қәтийлик билән давамлаштурулиду

түркийә җумһурийити миллий хәвпсизлик оргини, түркийәниң терроризмға қарши елип бериватқан күришиниң қәтийлик билән давамлаштурулидиғанлиқини уқтурди.

1428372
түркийә миллий хәвпсизлик оргини: терроризмға қарши күрәш қәтийлик билән давамлаштурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити миллий хәвпсизлик кеңиши түнүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә чақирилған йиғинидин кейин байанат елан қилип, «дөлитимизниң қуруқлуқ, деңиз вә һавадики һәқ, алақә вә мәнпәәтлирини қоғдашни бәл қойувәтмәстин давамлаштуридиғанлиқи әскәртилди» деди.

миллий бирлик вә баравәрлик билән (түркийә җумһурийитиниң) мәвҗутлуқиға хәвп йәткүзүватқан п к к/ к җ к– п й д/ й п г, даеш вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини өз ичигә террорлуқ тәшкилатлириға қарши дөләт ичи – сиртида терроризмға қарши елип бериливатқан күрәшниң қәтийлик билән давамлаштурулидиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, сүрийәниң земин пүтүнлүкиниң муһапизәт қилиниши вә районниң террорлуқ тәшкилатлиридин халийлаштурулуп, сүрийәликләрниң земинлириға «ихтийарийлиқ, шундақла хатирҗәм һалда» қайтишини қолға кәлтүрүш мәқситидә иҗра қилиниватқан көп тәрәплимилик хизмәтләрниңму бәл қойувәтмәстин давамлаштурулидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, түркийәниң ақдеңиздики қанунлуқ қәдәмлири һәққидә мундақ дейилди: «түркийәгә қарши туруштин ибарәт ортақ пайдида бир йәргә җәм болған бәзи актийорларниң, дөлитимизниң ақдеңиздики йоллуқ вә қанунлуқ қәдәмлиригә тутуватқан сәлбий позитсийәлири муһакимә қилинди؛ дөлитимизниң қуруқлуқ, деңиз вә һавадики һәқ, алақә вә мәнпәәтлирини қоғдашни бәл қойувәтмәстин давамлаштуридиғанлиқи әскәртилди, түркийәниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин етирап қилинған қанунлуқ һөкүмәтниң, ливийәниң сийасий бирликини вә земин пүтүнлүкини қоғдап, дөләт миқйасида тинчлиқ вә хатирҗәмлик орнитиш тиришчанлиқлирини һәрбий мәслиһәтчилик арқилиқ қоллашни давамлашни давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнди. хәлқара җәмийәт, ливийә хәлқиниң ирадисигә тосқунлуқ қилип, қанунлуқ ливийә һөкүмитини һуҗум нишани қилған ениқсиз тәшкилатларға қарши пиринсипал позитсийәдә болушқа чақирилди.»

байанатта йәнә, дунйа миқйасида баш көтүргән корона вирусиға қарши тохтавсиз күрәш даирисидә, түркийәниң сағламлиқ, ашлиқ, технологийә, иқтисад, җәмийәт тәртипи вә аманлиқи қатарлиқ барлиқ саһәләрдә утуқлуқ хизмәтләрни қилғанлиқиниң тәкитләп өтүлгәнликигә даир учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر