әрдоған «фатиһ» ни узитип қойди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қарадеңизда нефит бурғилаш паалийәтлири үчүн йолға чиққан нефит бурғилаш парахоти «фатиһ» ни йолға салди.
1426136

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң тунҗи йәрлик нефит бурғилаш парахоти «фатиһ», қарадеңизда нефит бурғилаш паалийәтлири үчүн истанбулниң «османли империйәси императорлиридин фатиһ султан мәһмәт тәрипидин» пәтһи қилинишиниң 567 – йиллиқ хатирә күнидә йолға чиқти.
әрдоған саһил бихәтәрлик парахотидин нефит бурғилаш парахотини йолға салғанда мундақ деди: «қутлуқ сәпириңлар хәйрлик болғай. җанабий аллаһ паалийәтлириңларни бәрикәтлик қилғай. ақйол болсун. аллаһ таала силәрни бала - қазадин өз панаһида сақлиғай.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийә чилиға тәзийә билдүрди
түркийә ташқи ишлар министирлиқи чилидики орман от апитидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.