түркийә дөләт ичи - сиртида террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта
ирақниң шималида чарлаш вә көзитиш васитилири арқилиқ орни ениқланған п к к террорлуқ тәшкилатиниң 5 әзаси һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, п к к террорлуқ тәшкилатиға зәрбә бериш һәрикәтлириниң қәтийлик билән давамлаштурулуватқанлиқини, бу даиридә, ирақниң шималидики һафтанин вә хакурк районлирида чарлаш вә көзитиш васитилири арқилиқ орни ениқланған 5 п к к террорчисиниң һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.
йәнә бир тәрәптин ван валийлиқ мәһкимиси байанат берип, ванда 2016 – йили адаләт вә тәрәққийат партийәси вилайәтлик шөбиси билән бир сақчи биронивикиға қилинған икки айрим һуҗум билән четишлиқи барлиқи ениқланған, тутуш буйруқи тизимликиниң сериқ рәңлик категорийәсигә исми киргүзүлгән «рәшит» тәхәллуслуқ п к к террорчиси мустафа әрташниң гүрпинар наһийәсидики һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинғанлиқини җамаәтчилик билән ортақлашти.