түркийәдә вирус билән йуқумлинип қаза қилғанлар сани 32 гә чүшти

түркийәдә «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә хушаллинарлиқ нәтиҗиләрниң қолға келишкә башлишиға әгишип, вирус билән йуқумлинип қаза қилғанларниң сани күнсери төвәнлиди.

1423045
түркийәдә вирус билән йуқумлинип қаза қилғанлар сани 32 гә чүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 32 гә чүшти. шуниң билән, «вухән вируси» оттуриға чиққандин буйан қаза қилғанлар сани 4340 қа йәтти.

бу җәрйанда  24  миң 589 киши тәкшүрүлди, булардин 1141 кишидә вирус байқалди.

мушу 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққан 92 киши билән қошулуп, сақайғанларниң омумий сани 118 миң 694 кишигә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر