әрдоған: вабаға қарши күришимиз мувәппәқийәтлик болуватиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вухән вируси (Kovid-19) дин кейин, кишиләрниң зеһинлириниңму қайта тәшкиллиниш басқучиға киридиғанлиқини ейтти.

1415994
әрдоған: вабаға қарши күришимиз мувәппәқийәтлик болуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK партийә) ниң мәркизи иҗраийә кеңиши рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә чақирилди.

йиғин вухән вирусиға қарши елинған тәдбирләрниң бир қисми сүпитидә, синлиқ йиғин шәклидә өткүзүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вухән вирусиға қарши елинған тәдбирләр тоғрисида тохтилип: «биз вабаға қарши күришимизни мувәппәқийәтлик давамлаштуруватимиз. йеңи бемарларниң сани, қаза қилғанларниң сани, еғир кесәлләрни көзитиш өйи вә нәпәслиниш әслиһәлири қатарлиқ тәрәпләрдә актип илгириләватимиз» деди.

 у йәнә мундақ деди:

«дунйада бу кесәлликниң йилтизи қурутулмиғичә, биз давамлиқ һошйарлиқимизни сақлишимиз керәк. йуқумдин кейин , йәр шариниң сийасий вә иқтисадий мунасивәтлирила әмәс, бәлки зеһинләрму қайта тәшкиллиниш басқучиға кириду.»


خەتكۈچ: #ваба , #тәдбир

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر