шәнтоп түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә беғишлап тәййарланған видеони һәмбәһирләшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң башлиқи мустафа шәнтуп мәҗлис ечилғанлиқиниң 100 – йиллиқиға беғишлап мәхсус тәййарланған видеони аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә һәмбәһирләшти.

1401717
шәнтоп түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә беғишлап тәййарланған видеони һәмбәһирләшти

+ түркийә авази радийоси хәвири:шәнтоп «миллий күрәш» вә «түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилғанлиқиниң 100 – йиллиқи» ни тәбрикләп һәмбәһирләшкән, ғази мустапа камал ататүрк, 2 – җумһур рәис исмәт инөнү, 8 – җумһур рәис турғут өзал, 9 – җумһур рәис сулайман дәмирәл, сабиқ баш министирлардин аднан мәндәрәс, бүләнт әҗәвит, нәҗмәттин әрбақан вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң фото сүрәтлиригә орун берилгән видеода мундақ дейилди: «мустәқиллиқ вә әркинлик үчүн, мәйли уруш мәзгилидә болсун, мәйли тинчлиқ мәзгилидә болсун, әзиз хәлқимизгә болған чәксиз ишәнчниң түрткисидә, улуғвар нишанни чиқиш нуқта қилип, җушқун кәйпийат, ғурур вә үмидкә тайинип, миллий қиммәт өлчәмлиримиздин узуқлинип, өзгириштин һасил қилинған күчимизгә асасән миллий ирадә йолида <қудрәтлик түркийә> үчүн сан – санақсиз йүз йилларниң ғәлибә садалири ичидә өтүшигә тиләкдашмиз.»

шәнтоп учурини, «җушқун кәйпийатниң пәйзини өйиңиздә сүрүң!» вә «түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилғанлиқиниң 100 – йиллиқини қизғин тәбрикләймән!» шоарлиқ бәлгиси билән тарқатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر