хәвпсизлик күчлири җуди, мардин вә ширнақта террорчиларға зәрбә бәрди

түркийә хәвпсизлик күчлири ширнақниң җуди теғи, шинақниң силопи вә мардин қатарлиқ җайларда террорчиларға зәрбә бәрди.

1398486
хәвпсизлик күчлири җуди, мардин вә ширнақта террорчиларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат берип, вилайәтлик жандарма қомандилиқиниң ички бихәтәрликни капаләткә игә қилиш хизмәтлири даирисидә ширнақниң җуди теғи районида зәрбә бериш һәрикити елип берип, 2 террорчини бир тәрәп қилғанлиқини, райондики зәрбә бериш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин дөләт мудапиә министирлиқи, ширнақниң силопи наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки терорчиниң һава вә қуруқлуқтин елип берилған зәрбә бериш һәрикитидә бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

мардинда болса, жандарма хадимлириниң қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң бир әзаси хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر