әрдоған؛ вабани контрол қилишта муһим илгириләш һасил қилдуқ

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вухән вируси(Kovid-19) ни контрол астиға елишта муһим илгириләшләрниң һасил қилинғанлиқини билдүрди.

1397371
әрдоған؛ вабани контрол қилишта муһим илгириләш һасил қилдуқ

түркийә авази радийо хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ички кабент йиғинидин кейин муһим байанатларни елан қилди.

у вабаниң контрол астиға елишта муһим илгириләшләрниң һасил қилинғанлиқини билдүрүп: «түркийә йолға қойған тәдбирлири билән, вабани әң тез сүрәттә контрол астиға алған дөләтләрниң ичидә алдинқи рәттин орун алиду» деди.

у буниңдин бурун селинидиғанлиқини елан қилған икки дохтурханидин башқа, истанбулниң һамидкөйдә 100 карватлиқ, дәринҗәдә 250 карватлиқ йеңи дохтурханиларниң бина қилинидиғанлиқини әскәртип, бу дохтурханиларниң кейинки һәптиләрдә хизмәткә кириштүрүлидиғанлиқини қәйт қилди.

у: «дөлитимиз бу басқучта иҗабий йүзлинишкә қарап илгириләш ичидә. йуқумлинишни байқаштин давалашқичә йахши әһвалда туруватимиз. һечқандақ кәмчиликимиз йоқ» деди.

у вабаға қарши туруш даирисидә, һәптә ахирлири кочиға чиқишни чәкләшни кейинки мәзгилләрдиму давамлаштурушни қарар қилғанлиқлирини билдүрүп: «бу күнләр өтүп кәткәндин кейин, һайатимизни техиму мәнилик вә техиму гүзәл өткүзимиз» деди.

у хәлқара пул фонди тәшкилати (IMF) тоғрисида тохталғанда: «хәлқара пул фонди тәшкилати пирограммисини өз ичигә алған дөлитимизни миннәт астида қойидиған һәр қандақ мәҗбурлап теңишқа бойун әгмәймиз» деди.

у ахирида, вабаға қарши туруш даирисидә, түркийәниң 34 дөләткә тиббий лазимәтлик йардәмлирини әвәткәнликини вә бу хил йардәмләрниң кейинки күнләрдиму давамлишидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر