әрдоған: вирустин кейинки басқучқиму пухта тәййарлиқ көрүп қойушимиз лазим

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәм «вухән вируси» ға қарши күрәшни кәң қанат йайдуруш һәм вирустин кейинки басқуч үчүн пухта тәййарлиқ көрүп қойуш лазимлиқини ейтти.

1395426
әрдоған: вирустин кейинки басқучқиму пухта тәййарлиқ көрүп қойушимиз лазим

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши (түрк кеңиши) ниң «<вухән вируси> ға қарши күрәш вә һәмкарлиқ» намлиқ пәвқуладдә телевизийә - телефон йиғинида қилған сөзидә, пүткүл  инсанийәтниң көз билән көргили болмайдиған дүшмәнгә қарши мушәққәтлик күрәш қиливатқанлиқини,  бу йиғинниң, «вухән вируси» ға қарши күрәшни кәң қанат йайдуруш һәм һәмкарлиқни күчәйтиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу қийин өткәлдин чоқум қәддимизни техиму руслиған һалда өтәләйдиғанлиқимизға ишинимән. түркийә болуш сүпитимиз билән, вирус тарқилишқа башлиған дәсләпки күндин тартипла пухта тәдбирләрни қоллиниватимиз буниң нәтиҗисидә һазирғичә җиддий бирәр қийинчилиққиму дуч кәлмидуқ. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, өзимизниң еһтийаҗини қамдаш билән бир вақитта, имканийәтниң баричә қериндашлиримизғиму йардәм беришкә тиришиватимиз. силәрдин кәлгән тәләпләргә <әң муһим тәләпләр> сүпитидә қараватимиз. нөвәттә пүткүл инсанийәт <вухән вируси> ниң тәсиридә йәр шари характерлик иҗтимаий - иқтисадий  киризискә дуч кәлмәктә. бу нуқтида, қатнаш, таможна, чегра еғизлири қатарлиқ саһәләрдә хәлқниң саламәтликини нәзәрдә тутуп, әң реал тәдбирләрни қоллинишқа тоғра келиду. түрк кеңишигә әза дөләтләрниң қатнаш вә сода министирлириниң  телевизийә - телефон йиғинлириниң васитиси арқилиқ һәмишә учур - алақә қилип турушини тәвсийә қилимән. ахирида шуни әскәртип өтимәнки, биз ахирида бу вирусқа қарши күрәштә чоқум ғәлибә қилимиз. бу күрәшни елип бериш билән бир вақитта, йәнә бир тәрәптин, вирустин кейинки басқуч үчүнму пухта тәййарлиқ көрүп қойушимиз лазим. сәһийәдин сода ишлириғичә, иқтисадтин аммиви писхологийәгичә пүткүл мәсилиләргә бир гәвдә сүпитидә қаришимиз, һәмкарлиқ саһәлирини ениқлап чиқип, тегишлик қәдәмләрни тезлик билән ташлишимиз керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر