чавушоғлу испанийә мәтбуатлиридики түркийәгә даир асассиз хәвәрләр үстидә тохталди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу испанийәниң түркийә ширкәтлиридин сетивалған нәпәслиниш системисиға мунасивәтлик испанийә мәтбуатлирида орун алған бәзи хәвәрләр һәққидә байанат елан қилди.

1391462
чавушоғлу испанийә мәтбуатлиридики түркийәгә даир асассиз хәвәрләр үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу испанийә ташқи ишлар министири аранча гонзалез лайаниң нәқ мәйдан телевизийә программисида,  испанийәниң бәзи районлирида түркийә һәққидә чиққан хәвәрләрни күчлүк тил билән рәт қилғанлиқини әскәртип, «лайа түркийәниң бүгүнгә қәдәр испанийәгә қилған йардимини йәнә бир қетим қаттиқ тәкитләп, дөлитимизгә рәхмәт ейтти» деди.

министир чағушоғлу түркийәдики бәзи ширкәтләрниң експорт бәлгилимилирини билидиған туруғлуқ, техиму көп пул тепиш мәқситидә охшимиған дөләтләрдин кәлгән тәләпләрни җавапсиз қалдурмиғанлиқини вә сәһийә министирлиқиға йәткүзмәстинла келишим түзгәнликини билдүрди.

мәвлут чавушоғлу һәр қайси ширкәтләрниң рухсәт алмай туруп башқа дөләтләр билән тохтам түзмәслики керәкликини җикиләп, «үч йаки бәш пуң тапимән дәп, бәзи ширкәтләр дөлитимизни тозаққа иттирмәслики лазим» деди.

 чавушоғлу йәнә, испанийә мәтбуатлиридики асассиз хәвәрләр сәвәбидин хата инкасларниң қайтурулғанлиқини тилға елип, «сәһийә министирлиқимизниң йолйоруқи билән биз 116 нәпәслиниш үскүнисигә иҗазәт бәрдуқ. алдимиздики күнләрдә испанийәгә йетип бариду. қайси мәһсулатни вә қачан йәткүзәләйдиғанлиқимизни сәһийә министирлиқимиз бәлгиләйду» деди.

чавушоғлу испанийә мәтбуатлиридики бурмилашларға қарши испанийә ташқи ишлар министири аранча гонзалез лайаниң нәқ мәйдан телевизийә программисида, әмәлийәтни оттуриға қойғанлиқини билдүрүп, гонзалез лайаниң тивиттер һесабида, «дост вә иттипақдаш түркийәниң бизгә қилған тәшәббускарлиқиға рәхмәт ейтимиз» дегән сөзини әскәрткән шәкилдә, униңға җавабән «дост испанийәниң һәр даим йенида болимиз. бу күнләрни бирликтә йеңимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر