түркийә гиретсийә баш министириниң макрон вә меркелға йазған мәктупиға наразилиқ билдүрди

түркийә, гиретсийә баш министири кирйакос мичотакисниң түркийә тоғрисида германийә вә фирансийәгә йазған мәктупиға наразилиқ билдүрди.

1391132
түркийә гиретсийә баш министириниң макрон вә меркелға йазған мәктупиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, гиретсийә баш министири кирйакос мичотакисниң фирансийә пирезиденти емануел макрон билән германийә баш министири ангела меркелға йоллиған мәктупидики түркийәгә мусапирлар саниға асасән маддий йардәм бериш тәклипигә «интайин ғәлитә вә әхлақсиз бир тонушниң мәһсули» дәп баһа бәрди.

һами ақсой, гиретсийә баш министири кирйакос мичотакисниң, түркийә тоғрисида макрон вә меркелға йоллиған мәктупи һәққидики бир соалға йазма һаләттә җаваб қайтурди؛ ақсой, мичотакисниң мәктупида «түркийәгә берилидиған маддий йардәмниң йавропаға келидиған көчмәнләр саниниң азийишиға асасән бәлгилиниши» ни тәвсийә қилғанлиқиға ишарәт қилип, «гиретсийәниң ишики алдиға кәлгән мусапирларға пүткүл дунйаниң көз алдида қилған инсан қелипидин чиққан номус қиларлиқ муамилилири техи унтулуп кәтмигән бир пәйттә, бу дөләтниң қопуп мусапирлар саниға қарап маддий йардәм бериш тәклипини оттуриға қойуши, интайин ғәлитә вә әхлақсиз бир тонушниң мәһсулидур. түркийә, пүтүнләй инсаний сәвәбләр түпәйли меһман қилған 4 милйон мусапир үчүн һазирғичә 40 милйард доллар сәрп қилди» деди.

йавропа иттипақиниң болса, сүрийәликләр үчүн түркийәгә беришни вәдә қилған 6 милйард йаврониң пәқәт 2 милйард 700 милйон йавросини бәргәнликини тәкитлигән һами ақсой, йавропа иттипақиниң гиретсийәгә болса, дөлитидики 100 миң мусапир үчүн 3 милйард йавроға йеқин пул йардәм қилғанлиқини қәйт қилди вә сөзини давамлаштуруп, «бизниң тәклипимиз муқимдур: дөлитимиздики мусапирларни гиретсийә өз дөлитигә қобул қилса, йавропа иттипақиму мусапирлар үчүн беридиған маддий йардәмни гиретсийәгә бәрсә болиду. бизму қошнидарчилиқ рамкиси ичидә гиретсийәгә маддий йардәм қилимиз» деди.

гиретсийә баш министири мичотакис, макрон билән меркелға мәктуп йоллап, йавропа иттипақи билән түркийә оттурисида йеңи бир көчмән келишиминиң имзалиниши, бу даиридә түркийәгә берилидиған маддий йардәмниң йавропаға келидиған көчмәнләр саниниң азийишиға тәң нисбәттә болуши тәклипини оттуриға қойғаниди.

у мәктупида йәнә, түркийәниң көчмәнләр еқинини пүтүнләй тизгинләш күчигә игә икәнликигә ишарәт қилип, әнқәрәниң көчмәнләрдин йавропа иттипақиға бесим ишлитиш васитиси сүпитидә пайдиланғанлиқини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر