октай «миллий һәмкарлиқ һәрикити» ни қоллаш тоғрулуқ чақириқта болди

муавин җумһур рәис фуат октай җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  башчилиқида ишқа кириштүрүлгән «миллий һәмкарлиқ һәрикити» ни қоллаш тоғрулуқ чақириқта болди.

1388036
октай «миллий һәмкарлиқ һәрикити» ни қоллаш тоғрулуқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: октай аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «нишанимиз <вухән вируси> ға қарши күрәш тәдбирлири сәвәбидин зийанға учриған пуқралиримизға қошумчә йардәм бериштур. барлиқ хәлқимизни, болупму сода – санаәтчилиримизни бу һәрикәтни қоллашқа чақиримиз.»

сәһийә министири фаһрәттин коҗа, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «<вухән вируси> ға қарши күрәш мәсилисидә һәммимизниң шараити охшаш әмәс, шуңа, маддий йардәмгә еһтийаҗлиқ кишиләргә йардәм берәйли!»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر