түркийәниң деһлида турушлуқ баш әлчиси чақириқ елан қилди

түркийәниң йеңи деһлида турушлуқ баш әлчиси шакир өзкан торунлар, вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) ни чөридигән һалда һиндистан қатарлиқ район әллиридә туруватқан түркийә пуқралириға чақириқ елан қилди.

1388489
түркийәниң деһлида турушлуқ баш әлчиси чақириқ елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң йеңи деһлида турушлуқ баш әлчиси шакир өзкан торунлар, вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) йүзисидин һиндистан, непал, молдавийә вә бутанға охшаш дөләтләрдики түркийә пуқралирини «бир муддәт өйдин чиқмаслиқ»ни тәвсийә қилди.

торунлар, һиндистан миқйасида 15 – апрелғичә, интайин зөрүр болуп қалмиған тәқдирдә, кочиға чиқишни мәни қилиш түзүминиң йолға қойулғанлиқини әскәртти.

һиндистан, непал, молдавийә вә бутанда әлчиханиниң иҗтимаий таратқудики адреслири арқилиқ ковид – 19 йуқумиға алақидар уқтурушларниң чиқириливатқанлиқини билдүргән торунлар, бу дөләтләрдики түркийә пуқралириниң йеңи деһлидики әлчихана билән бирликтә бомбай вә һайдәрабадтики консулханилар билән 7 күн 24 телефон қилип алақилишәләйдиғанлиқини тәкитлиди.

һазирғичә һиндистан вә башқа үч дөләттә бирму түркийә пуқрасида ковид – 19 йуқуми байқалмиғанлиқини тилға алған торунлар, бу дөләтләрдики түркләрни мәҗбур болуп қалмиған тәқдирдә бир мәзгил сәвр қилип туруватқан җайлиридин қозғалмаслиқини тәвсийә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر