идлибтин қайғулуқ хәвәр кәлди

сүрийәниң идлиб районида 3 түрк әскәр шеһит болди.

1381887
идлибтин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «<идлиб сүркилишни азайтиш райони> да радикал гуруппиларниң ракетамийот һуҗумида икки сәпдишимиз шеһит болди, бир сәпдишимиз йариланди. арқидинла районда алдин ениқлап чиқилған нишанларға зәрбә берилип, террорчиларға тегишлик җаваб қайтурулди. буниңдин башқа йәнә, сүрийәдики <баһар қалқини> һәрбий һәрикити даирисидә идлиб районида вәзипә өтәватқан бир әскиримиз йүрәк кесили қозғилип кетип шеһит болди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر