йавропадики 9 дөләттин 2806 киши түркийәгә қайтуруп келинди

түркийәдә тунҗи қетим вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19)дин йуқумланған бир бимар қаза қилди.

1380440
йавропадики 9 дөләттин 2806 киши түркийәгә қайтуруп келинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә тунҗи қетим вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19)дин йуқумланған бир бимар қаза қилди.

өзиму дохтор болған түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа, кесәлгә дучар болғинидин буйан өзи биваситә һалда йеқиндин көзәткән мәзкур кишиниң, йеңи типтики таҗисиман вирусни хитай билән алақиси болған бир хизмәтчисидин йуқтурувалған 89 йашлиқ бир әр икәнликини уқтурди.

министир коҗа, 12 – декабир (2019) да хитайда оттуриға чиққан йуқумдин 90 күн бойичә сақлиналиған түркийәдә, йуқумланғучилар саниниң йеңидин 51 адәм көпийип җәмий 98 кә йәткәнликини ейтти.

министир коҗа аммини йуқумниң алдини елиш тәдбирлиригә риайә қилишқа, бир йерим – икки ай бойичә бәрдашлиқ беришкә чақирди.

йәнә бир тәрәптин, 9 йавропа дөлитидин түркийәгә қайтишни тәләп қилған 2807 нәпәр түркийә пуқрасини тарқақлаштуруш хизмәтлири түркийә вақти саәт 06:00 дә тамамланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر