әрдоған: «вухән вируси» ға тақабил турушта пухта тәдбир қоллансақ парлақ күнләр бизни күтиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «вухән вируси» ға тақабил турушта уда бирқанчә һәптә пухта тәдбир қолланған тәқдирдә түркийәни парлақ күнләрниң күтидиғанлиқини ейтти.

1380662
әрдоған: «вухән вируси» ға тақабил турушта пухта тәдбир қоллансақ парлақ күнләр бизни күтиду

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған пайтәит әнқәрәдә «чанкайа сарийи» да чақирилған «вухән вируси» ға қарши күрәш  маслаштуруш йиғинида бу һәқтә тохталғанда мундақ деди: « сағламлиқ вә кесәлликни контрол қилишқа мунасивәтлик түрлүк тәдбирләрни йолға қойуватимиз. бу җәрйанниң еғир иқтисадий ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқини нәзәрдә тутуп, һәр хил тәдбирләрни давамлиқ йолға қойуватимиз. хусусий тармақларниң дөләткә қарита мәҗбурийитидин башқа мәсулийитиниңму барлиқи һәммигә айан, биз бу күрәшни бирликтә елип берип, чоқум ғәлибә қилимиз. »

у йәнә, нефит баһасиниң төвәнлиши билән бирликтә пул муамилә саһәсидә оттуриға чиқиватқан өзгиришләрниң түркийәгә пайдилиқ шәрт – шараитларни һазирлап беридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر