түркийәдә вухән вирусидин йуқумланғанлар сани 47 гә йәтти

түркийәдә вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) дин йуқумланғанлар сани 47 гә көпәйди.

1379302
түркийәдә вухән вирусидин йуқумланғанлар сани 47 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити сәһийә ишлири министири фаһрәттин коҗа тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «йеңидин 29 адәмгә дийагноз қойулди. буларниң һәммиси америка қошма иштатлири, оттура шәрқ вә йавропа билән биваситә йаки васитилик алақидә болғанлар болуп, арисидин үчи өмрәдин қайтқан кишиләрдур» деди.

шуниң билән биргә, пуқраларни ковид-19 вирусидин қоғдаш вә йуқумниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн арқа - арқидин чарә – тәдбирләр йолға қойулмақта.

буниңға асасән, аммиви арам елиш вә көңүл ечиш сорунлири сүпитидә паалийәт елип бериватқан, пуқралар бир йәргә җәм болуп, кесәлликниң тарқилиш хәвипини ашуруветидиған орунлар (тийатирхана, кинохана, көргәзмә мәркизи, консерт зали, той мурасими зали, чалғу-музика кулублири, қәһвәхана, қимархана қатарлиқлар) ниң паалийәтлири түнүгүн кәчтин башлап вақитлиқ тохтитилди.

буниңдин сирт, түркийә вақти саәт 08:00 башлап әнглийә, шивейтсарийә, сәуди әрәбистан, мисир, ериландийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликигә қатнайдиған нөвәтчи айропиланларниң сәпәрлириму чәкләнди.

түркийә дийанәт ишлири башқармиси башлиқи әли әрбашму, ковид – 19 ниң тарқилиш хәвпи түгигичә җүмә намизи башта болуп җамәләрдә җамаәт болуп намаз өтәшни вақитлиқ тохтитип қойушниң зөрүр болуп қалғанлиқини уқтурди.

игилинишичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму бүгүн вирус мәсилисигә мунасивәтлик кәң даирилик бир йиғинға рийасәтчилик қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر