қалин хәлқни вирусқа алақидар агаһландурушларға қулақ селишқа чақирди

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) тоғрисидики агаһландурушларға риайә қилип, тәвсийәләрниң әстайидил тәтбиқлинишини тәләп қилди.

1379618
қалин хәлқни вирусқа алақидар агаһландурушларға қулақ селишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим қалин тивиттер адреси арқилиқ учур тарқитип, йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19 қа қарши күрәш даирисидә йолға қойулған чарә – тәдбирләргә вә түнүгүн елан қилинған йеңи алдини елиш тәдбирлириниң түркийә үчүн һайат – маматлиқ әһмийәткә игә икәнликини билдүрүп, «тәдбирләрниң һәммимиз тәтбиқлиғандила үнүми болиду. агаһландурушларға қулақ селишиңларни, сәл қаримаслиқиңларни вә (тәвсийәләрни) әстайидил тәтбиқлишиңларни үмид қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر