түркийә армийәси бир түркүм террорчиларни уҗуқтурди

сүрийәдики тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониға соқунуп киришкә урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси 11 террорчи бир тәрәп қилинди.

1378823
түркийә армийәси бир түркүм террорчиларни уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, районниң муқимлиқ вә хатирҗәмликини бузуш мәқситидә соқунуп киришкә урунған п к к / й п г террорчилириға зәрбә берилгәнликини уқтурди؛ байанатта, «п к к / й п г әзаси 11 террорчи зәрбә бериш һәрикити нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди. райондики тинчлиқ вә хатирҗәмликниң давамлаштурулуши үчүн һәртүрлүк чарә – тәдбирләрни йолға қойуш давамлишиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر