чәт әлләрдә турушлуқ түркийә пуқралириға муһим агаһландуруш!!!

түркийәниң йеңи типтики вухән вируси (Kovid-19) ға қарши алдини елиш тәдбирлири даирисидә, учуш чәклимиси қойулған 11 дөләттә турушлуқ сайаһәтчи йаки оқуғучи түркийә пуқралириниң 18 – мартқичә мәмликәткә қайталайдиғанлиқи елан қилинди.

1378323
чәт әлләрдә турушлуқ түркийә пуқралириға муһим агаһландуруш!!!

түркийә авази радийоси хәвири: қатнаш вә ул - әслиһә министирлиқииниң йазма байанатида, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши алдини елиш тәдбирлири даирисидә, түркийә, әзәрбәйҗан, гирузийә, германийә, фирансийә, испанийә, норвегийә, данийә, белгийә, авистирийә, шветсийә вә голландийәгә айропилан қатнашлириниң 14 -  март әтигән саәт 08:00 дин 17 – апрелғичә вақитлиқ тохтитилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, айропилан қатниши мәний қилинған дөләтләрдики түркийә пуқралириниң 14 күнлүк карантена шәрти билән 17 – март саәт 24:00 гичә түркийәгә қайтса болидиғанлиқи уқтурулди.

муавин ташқи ишлар министири йавуз сәлим киран айропилан қатниши чәкләнгән йавропадики 9 дөләттә турушлуқ түрк оқуғучилар вә сайаһәтчиләрниң түркийә авиатсийә ширкити вә башқа мунасивәтлик авиатсийә ширкәтлири билән алақилашса болидиғанлиқини билдүрди.

бу арилиқта, ташқи ишлар министирлиқиниң консулханилар башқармиси алақилишиш мәркизидә, вухән вируси «кризис башқармиси» қурулди. бу орун 7 күн, 24 саәт дунйаниң һәммила йеридики түркийә пуқралириға мулазимәт қилиду.

түркийә пуқралири йардәм үчүн мәркәзниң «+90 312 292 29 29» номуриға телефон қилса болиду.

министирлиқ йәнә, чәт әлләрдә турушлуқ түркийә пуқралириниң вухән вирусиниң нөвәттики әһвали сәвәбидин алақзадә болмаслиқи, тәмкин һәрикәт қилип, адәм көп җайлардин йирақ туруши керәклики һәққидә агаһландуруш елан қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر