түркийә таҗикистан пирезидентини тәбриклиди

түркийә, авам палата сайлимида ғәлибә қилған таҗикистан пирезиденти имамәли раһман вә униң рәһбәрликидики хәлқ демократик партийәсини тәбриклиди.

1372679
түркийә таҗикистан пирезидентини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «биз 2020 - йили 1-мартта өткүзүлгән авам палата сайлиминиң дост дөләт таҗикистанға пайдилиқ болушини тиләймиз. президент имамәли раһман вә униң рәһбәрликидики хәлқ демократик партийәсини тәбрикләймиз» деди.

байанатта йәнә «сайламниң дөләт миқйасида хатирҗәмлик ичидә өткүзүлгәнлики вә беләт ташлаш нисбитиниң % 86.4 кә йәткәнликидин һес қилинған хушаллиқ»му тәкитләнди.

президентлиқ түзүми билән башқурулидиған таҗикистанда , парламент авам палатаси вә дөләт мәҗлисидин тәркиб тапиду.

таҗикистан парламентниң төвән қаниби болған авам палатасида 63 вәкил , һәр 3 айда бир қетим йиғин чақиридиған дөләт мәҗлисидә болса, 33 әза вә сабиқ президентлар вәзипә өтәйду.

таҗикистанда 1-мартта өткүзүлгән омумий сайламда , хәлқ демократик партийәси% 50.4 беләткә еришти.

дөләт мәҗлиси әзалири 27-март өткүзүлидиған сайлам арқилиқ бәлгилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر