п к к ниң кәркүк мәсули бир тәрәп қилинди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати PKK/KCK ниң аталмиш маһмур – кәркүк өлкилик мәсули йәһйа думан ирақниң синҗар районида елип берилған һәрбий һәрикәттә бир тәрәп қилинди.

1366073
п к к ниң кәркүк мәсули бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати тәрипидин «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилған, 1993 – ййли п к к ниң сепигә қетилған, сиирт вә ширнақниң йеза – қишлақлирида террорлуқ паалийәтлирини елип барған, 2016 – йили мардин /даргәчит дибәкли сақчиханисиға һуҗум қилған   «сабри тори» тәхәллуслуқ  йәһйа думан, түркийә армийәси вә дөләт бихәтәрлик оргининиң һәмкарлиқида елип берилған  һәрбий һәрикәттә бир тәрәп қилинди.

игилинишичә, у, п к к ниң ирақтики аталмиш алаһидә қисимлири мәктәплиридә террорчиларға аталмиш  идеологийәлик вә һәрбий тәлим - тәрбийә бәргән, 2019 – йилдин буйан п к к ниң аталмиш маһмур – кәркүк өлкилик мәсули сүпитидә вәзипә өтигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر