түркийә армийәси сүрийә чеграсиға танкиларни әвәтти

түркийә армийәси, сүрийәниң чеграсида вәзипә өтәватқан қисимларниң арқа сепигә танкиларни сәплиди.

1359718
түркийә армийәси сүрийә чеграсиға танкиларни әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тәрипидин дөләтниң һәрқайси җайлиридин йолға селинған танка йүкләнгән аптомобиллар, ғазиантәпниң ислаһийә наһийәсигә йетип барди вә у йәрдин күчлүк бихәтәрлик тәдбирлири астида хатайға қарап йолға чиқти.

танкиларниң сүрийә чеграсида вәзипә өтәватқан қисимларға тапшурулидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر