түркийә сүрийәгә җаваб қайтурди

түркийә сүрийәниң 1915 – йилқи вәқәләрни аталмиш «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилиш қарари чиқириришиниң бәшшар әсәд һакимийитиниң икки йүзлимичиликиниң ипадиси икәнликини билдүрди.

1359324
түркийә сүрийәгә җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «сүрийә парламенти тәрипидин чиқирилған <1915 – йилқи вәқәләрни аталмиш ирқий қирғинчилиқ сүпитидә етирап қилиш қарари> ибрәт вәсиқисидин башқа нәрсә әмәс. бу,  узун йиллардин буйан өз хәлқини нарисидә бала, әр – айал, қери – йаш демәстин қәтл қиливатқан, милйонларчә кишини өй - маканлиридин  айриватқан вә химийәлик қоралларни ишлитишни наһайити йахши билидиған сүрийә һөкүмитиниң икки йүзлимичиликиниң рәсимидур. дәрвәқә, бәшшар әсәд һакимийити сәвәб болуватқан инсаний тирагедийә һазирму давамлашмақта, инсанийәт тарихидики әң вәһимилик палакәтләрдин бири чегра районлиримизда йүз бәрмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر