әрдоған: «йүз йилниң келишими» ишғал пиланидур

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлириниң «йүз йилниң келишими» ниң ишғал пилан – лайиһәси икәнликини ейтти.

1350739
әрдоған: «йүз йилниң келишими» ишғал пиланидур

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған «анадолу мәтбуатчилар җәмийити» тәрипидин өткүзүлгән « 5 – нөвәтлик анадолу ахбарат васитилири мукапатлири» мурасимида қилған сөзидә бу һәқтә тохтилип мундақ деди: «пәләстинниң тәқдирини өзгәртиш һечкимниң һәдди әмәс, дәрвәқә, қуддус халиғанчә сетилидиған мата әмәс. қуддус бизниң қизил сизиқимиздур. ишинимәнки, йүзләрчә, миңларчә пәләстинлик қериндишим у йәрдики  күрәшлирини қандақ болушидин қәтийнәзәр адаққичә давамлаштуриду. бизму һәмишә уларни қоллашқа тәййармиз.»

чәт әлләрдики түркийәгә қарши тәтүрш тәшвиқатларни елип бериш қилмишлири тоғрилиқму тохталған әрдоған, түркийәни тоғра шәкилдә тонуштуруш үчүн кәң хәлқ аммиси вә аммиви тәшкилатлардин йардәм күтүватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «көплигән әлләрдә йалған – йавидақларни өз ичигә алған тәтүр тәшвиқатлар арқилиқ түркийәни вә түркийә хәлқини қарилаш һәрикәтлири оттуриға чиқмақта. бу һәрикәтләрни елип барғучилар ичидә әрмән тәшкилатлириму, рум гуруппилириму, п к к му, даешму, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиму бар. буниңдин башқа йәнә, биз түрлүк шәкилдә йеғириға тегип қойған күчләрму бар. түркийә сиртида журналистлар журналистларға, сода - санаәтчиләр сода – санаәтчиләргә, алимлар алимларға, оқуғучилар оқуғучиларға дөлитимизни тоғра шәкилдә тонуштурғинида, түркийәгә қарита шәкиллинип қалған сәлбий қарашларниң қисқа вақит ичидә йоқайдиғанлиқиға ишинимән.»

у йәнә, түркийәни 2023 – йиллиқ улуғвар нишанлириға йәткүзүш йолида кечә-күндүз хизмәт ишләватқанлиқлирини, бу даиридә башқиларниң сөз – чөчәклиригә қарап әмәс, әксичә хәлқниң арзу – үмидлирини чөридигән һалда алға илгириләватқанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر