чавушоғлу: өз хәлқини бомбардиман қилған уруш хоҗайинлириниң ливийәниң келәчикидә орни йоқ

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, «өз хәлқини бомбардиман қилған уруш хоҗайинлириниң ливийәниң келәчикидә орни болмайду» деди.

1349193
чавушоғлу: өз хәлқини бомбардиман қилған уруш хоҗайинлириниң ливийәниң келәчикидә орни йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, ливийәниң шәрқий қисмидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң лидери хәлифә һафтәрниң тинчлиқни әмәс, урушни йақлайдиғанлиқини билдүрүп, «өз хәлқини бомбардиман қилған уруш хоҗайинлириниң ливийәниң келәчикидә орни болмайду» деди.

мәвлүт чавушоғлу иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адресида тарқатқан учурида, һафтәрниң кичик – чоң демәстин пуқраларға һуҗум қилишни давамлаштуруватқанлиқиға ишарәт қилип, «бу ахирқи һуҗум униң тинчлиқни әмәс, урушни йақлайдиғанлиқиниң йеңи пакити. өз хәлқини бомбардиман қилған уруш хоҗайинлириниң ливийәниң келәчикидә орни болмайду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر