түркийә вухәндә пәйда болған йеңи типтики таҗисиман вирус тоғрисида пуқралирини агаһландурди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, түркийә пуқралириға зөрүр болуп қалмиған тәқдирдә хитайға бармаслиқни тәвсийә қилди.

1348562
түркийә вухәндә пәйда болған йеңи типтики таҗисиман вирус тоғрисида пуқралирини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, хитайниң хобей өлкисиниң вухән шәһиридә йуқумлуқ өпкә йаллуғи пәйда қилидиған йеңичә таҗисиман вирус (2019-cCoV) ниң дөләт миқйасида хәлқниң саламәтликигә хәвп йәткүзидиған сәвийәгә йәткәнликини билдүрди.

йеңичә таҗисиман вирустин йуқумланғанлар саниниң көпийиватқанлиқи әскәртилгән байанатта, «пуқралиримизниң мәҗбур болуп қалмиған тәқдирдә хитайға бармаслиқи, хитайға берип қалған тәқдирдә башта хобей өлкиси болуп кесәллик көп байқалған районлардин йирақ турушлири алаһидә тәвсийә қилиниду» дегән ибариләргә орун берилди.

хитайда туруватқан вә хитайниң башқа районлириға беришқа мәҗбур болуп қалған түркийә пуқралириниң, саламәтликни асраш тәдбирлиригә күчлүк риайә қилиши тәкитләнгән байанатта, түркийәниң бейҗиңдики әлчиханиси, хоңкоң, шаңхәй вә гуаңҗу консулханлири, шундақла хитай вә дунйа сәһийә тәшкилатиниң байанат вә агаһландурушлирини йеқиндин көзитишлири тәләп қилинди.

байанатта, түркийә пуқралириниң җиддий әһвалларда 7 күн 24 саәт бойичә консулхана чақирғу мәркизи билән (+90-312-292-29-29), бейҗиңдики түркийә әлчиханиси билән (+8615201309412), хоңкоңдики консулхана билән (+85296170722), шаңхәйдики консулхана билән (+8615921036931), гуаңҗудики консулхана  билән (+8618127834907)  қатарлиқ телефон номурлири арқилиқ алақилишәләйдиғанлиқи хатирилитип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر