әрдоған билән путин берлинда көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, ливийәниң тинчлиқ вә хатирҗәмликкә еришиши үчүн берлин йиғинида уруш тохтитишни капаләткә игә қилип, мәсилисини сийасий йол билән һәл қилишқа қайтишниң қобул қилиниши керәкликини ейтти.

1343459
әрдоған билән путин берлинда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған германийәниң берлин шәһиридә ливийә мәсилиси йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшти. у учришишта сөз қилип, «ливийәниң тинчлиқ вә хатирҗәмликкә еришиши үчүн берлин йиғинида уруш тохтитишни капаләткә игә қилип, мәсилисини сийасий йол билән һәл қилишқа қайтишниң қобул қилиниши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

«(ливийә миллий бирлик һөкүмити баш министири) файиз әссәрраҗни қайил қилиш үчүн нурғун күч сәрп қилдуқ. урунушлиримизниң асаслиқ һусулини берлинда алимиз. сийасий мусапиниң вә һәл қилиш басқучиниң башқа амиллириниң иҗра қилиниши үчүн (исйанчи) һафтәр һуҗумчи позитисийәсигә хатимә бериши лазим» дегән әрдоған, «ортақ тиришчанлиқимиз әмәлий мәйданда ниспий сүкүнат йаратти, бирақ урунушлиримизниң асаслиқ мевисини берлин йиғинида алимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

русийә пирезиденти виладимир путинму сөз қилип, «икки тәрәп мунасивәтлиримиздә икки тәрәп үчүн ортақ нуқтиларни тепишни өгәндуқ. биз бир қатар һалқилиқ мәсилиләрдә бирликтә хизмәт қиливатимиз. келәчәккә қарита әстайидил қәдәмләрни ташлидуқ. истанбулда ихтилаплиқ тәрәпләрни уруш тохтитишқа чақирдуқ. ливийәдики тәрәпләрниң москваға келиши мениңчә бир утуқ. буниң үчүн ташқи ишлар министирлиримизға рәһмәт ейтиш бурчимиздур. шундақ, бу ортақ байанатни тәрәпләрниң бири қобул қилмиған болсиму, бу бир утуқтур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر