әрдоған: иқтисадий нишанимиз дунйадин ешип кетиш

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған иқтисадий ешишта %3.4 лик дунйа иқтисадий ешиш мөлчәридин ешип кетишни нишан қилғанлиқлирини ейтти.

1342220
әрдоған: иқтисадий нишанимиз дунйадин ешип кетиш
cumhurbaskani erdogan 2019 degerlendirme.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бәштәпә милләт конгрә вә мәдәнийәт мәркизидә «2019-йиллиқ хуласә йиғини» да сөз қилди. у йеңи иқтисадий пирограммида, бу йил пул пахаллиқини %8.5 кә, пирограмма мәзгили ахирида %4.9 кә чүшүрүшни нишан қилғанлиқлирини қәйт қилди. у мундақ деди:

«бу йил (2020) иқтисадий ешишта %5 йетип, %3.4 лик дунйа иқтисадий ешиш мөлчәридин ешип кетишни нишан қилимиз.»

у йеңи иқтисадий пирограмма бойичә, алдимиздики үч йилда ишқа орунлаштурушни 3.2 милйон киши көпәйтип, 2022-йилида ишсизлиқ нисбитини %9.8 кә чүшүрүшни мәқсәт қилғанлиқлирини билдүрди.

у өткән йили (2019) миллий иттипақлиқ вә тәң-баравәрликни техиму күчәйткәнликлирини, террорлуқ тәшкилатлирини чегралардин йирақлаштурғанлиқлирини, һәрбий өзгириш қозғиғучиларға дунйани зиндан қилғанлиқлирини, чегралар бойичә қурулмақчи болған террорлуқ каридорини парчилап ташлиғанлиқлирини, иқтисадта қурулған тузақларни бузуп ташлап, диққәтни қайтидин нишанға мәркәзләштүргәнликлирини тәкитлиди.

у: «әмди болса, һәм иқтисадий җәһәттә ешишни, ишқа орунлаштурушни күчәйтип, һәмдә ақдеңиз қатарлиқ хәлқаралиқ сәһниләрдики һәқ-һоқуқлиримизға игә чиқип, йеңи шахлиниш дәврлириниң ишиклирини ачмақтимиз. бу нуқтидин ейтқанда, 2019-йили експорт нәтиҗилири, түркийәниң әң қийин мәзгилләрдиму немиләрни қилалайдиғанлиқи көрсәткән мувәппәқийәт һекайисигә айланди. иншааллаһ 2020-йилидиму саһәләр бойичә техиму көп нәтиҗиләрни әмәлгә ашуруп, хәлқимизниң бизгә болған көңли вә қилған пидакарлиқлири үчүн бурчимизни ада қилишқа тиришимиз» деди.

у өткән йили террорлуқ тәшкилатлириға қарши елип берилған һәрбий һәрикәт үстидиму тохталди. у мундақ деди:

«даеш, әл қаидә вә башқа террорлуқ тәшкилатлириға қарши елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 388 террорист бир тәрәп қилинди. мәқситимиз 780 миң кивадрат километирлиқ вәтән земининиң һәр бир ғирич йеридә, хәлқимизниң бихәтәр, хатирҗәм вә келәчикигә ишәнгән һалда йашишини капаләткә игә қилиштур.»

у миллий хәвәрлишиш суний һәмраһи «ÜRKSAT 6A» ни мушу йил (2020) ичидә тамамлап, 2021-йили аләмгә қойуп беридиғанлиқлирини؛ кейинки йилларда, сәһийә, маарип, адаләт, иқтисад вә йеза игилики саһәлиридә мувәппәқийәтлик хизмәтләрни оттуриға чиқиридиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر