ливийәдә уруш тохтитиш лайиһә текстини сәраҗ тәрәп имзалиди

ливийә бирләшмә һөкүмитиниң баш министири файиз әссараҗ уруш тохтитиш үчүн тәййарланған лайиһә текстини имзалиди, әмма һафтәр һәйити бүгүн әтигәнгичә мөһләт тәләп қилди.

1340147
ливийәдә уруш тохтитиш лайиһә текстини сәраҗ тәрәп имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2019-йили 13-йанвар) ливийә мәсилиси бойичә учришишларда болуш үчүн русийә пайтәхти москваға йетип барған ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, русийә ташқи ишлар министири сергей шойгу билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

мәвлүт чавушоғлу: «нәтиҗидә уруш тохтитишниң шәртлирини өз ичигә алған лайиһә текстини оттуриға чиқардуқ. бу лайиһә текстиниң үстидә, болупму һафтәр тәрипидин кәлгән өзгәртиш киргүзүш тәклиплирини нәзәргә алдуқ» деди.

у сәрраҗ билән ливийә дөләт алий кеңишиниң башлиқи халид әлмишриниң лайиһә тексти ахирқи шәкилгә кәлгәндин кейин имзалап түркийә тәрәпкә тапшурғанлиқини билдүрүп: «русийә тәрәпниң бизгә билдүргинигә қариғанда, һафтәр тәрәп әтә (14-йанвар) әтигәнгичә мөһләт тәләп қилди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر