әрдоған ливийә миллий кеңәш һөкүмити пирезидент кеңишиниң башлиқи билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  истанбулда ливийә миллий кеңәш һөкүмити пирезидент кеңишиниң  башлиқи фәйз мустафа әссәрраҗ билән көрүшти.

1339238
әрдоған ливийә миллий кеңәш һөкүмити пирезидент кеңишиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: учришишта, уруш тохтитиш чақириқидин кейинки ливийәдики өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин, чаршәнбә күни истанбулда бир йәргә җәм болғандин кейин, ливийәдики һәрқайси тәрәпләрни 12 – йанвар йерим кечидә уруш тохтитишқа чақирғаниди. ливийә өзара тоқунушуватқан тәрәпләрму бу чақириқни қобул қилған, шуниң билән, бүгүн кечә шу җай вақти саәт 0 дә, әнқәрә вақти саәт 1 дә уруш тохтитиш башланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر