чавушоғлу ирақ баш министири билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ирақ пайтәхти бағдадта бир күнлүк зийарәттә болди.

1337853
чавушоғлу ирақ баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бағдадта ирақ баш министири адил абдулмәһди билән көрүшти. көрүшүш һөкүмәт сарийида ахбаратқа йепиқ шәкилдә әмәлгә ашти. көрүшүштә, түркийә вә ирақ һәйәтлири қатнашти.

мәвлүт чавушоғлу твиттерда елан қилған зийаритигә мунасивәтлик байанатта: «қериндаш дөләт ирақ билән болған мунасивәтлиримизни вә районлуқ өзгиришләрни музакирә қилиш үчүн бағдадни зийарәт қилдуқ» деди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң ирақ пирезиденти бәрһәм салиһ, ташқи ишлар министири әли әлһәким вә парламент башлиқи муһәммәд әлһалбуси биләнму көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر