йәрлик аптомобилниң қайси вилайәттә ишләпчиқирилидиғанлиқи ениқ болди

рәсмий гезиттә елан қилинған җумһур рәис қарари арқилиқ йәрлик аптомобилниң қайси вилайәттә ишләпчиқирилидиғанлиқи ениқ болди.

1330716
йәрлик аптомобилниң қайси вилайәттә ишләпчиқирилидиғанлиқи ениқ болди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң имзаси билән елан қилинған қарарға асасланғанда, йәрлик аптомобил ишләпчиқириш муәссәсәси бурсада қурулидикән вә лайиһәгә дөләт биваситә йардәм беридикән.

түркийә аптомобил ишләпчиқириш гуруһи сода – санаәт  пай чәклик ширкити тәрипидин ишқа кириштүрүлидиған муәссәсә үчүн 22  милйард лира  мәбләғ селинидикән. бу муәссәсәдә, 300 и кәспий хадим болуп, җәмий  4 миң 323 киши ишләш пурситигә еришидикән. йәрлик аптомобил 5 модел тәриқисидә йилиға 175 миң данә ишләпчиқирилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر