әрдоған нобел тәшкилатини тәнқид қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «бүгүн худдий миңларчә йилниң интиқамини елиш һессийати билән һәрикәткә кәлгән бир һуҗумға дуч кәлдуқ» деди.

1322738
әрдоған нобел тәшкилатини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бәштәпә хәлқ конгрә вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән җумһур рәислик сарийи мәдәнйәт-сәнәт мукапатлирини тарқитиш мурасимида сөз қилди.

у биринчи вә иккинчи қетимлиқ парс қолтуқи урушида ирақниң тарихий вә мәдәнийәт мираслириниң йа булаң-талаң қилинғанлиқини йаки вәйран қилинғанлиқини хатирилитип, буниңға охшайдиған бузғунчилиқлар вә вәһшийликләрниң афғанистан билән сүрийәдиму йүз бериватқанлиқини؛ кишиләрниңла әмәс, бәлки миңларчә йиллиқ тарихий вә мәдәнийәт мираслирини йоқитиш урунушлириниң көрүлүватқанлиқини әскәртти.

у бу җуғрапийәдә гүлләнгән барлиқ мәдәнийәтләрниң ортақ алаһидиликиниң, ғәрбкә қарши үстүнлүккә игә икәнликигә има қилип: «бүгүн худдий миңларчә йилниң интиқамини елиш һессийати билән һәрикәткә кәлгән бир һуҗумға дуч кәлдуқ. мусулман бошнақларни вәһшийләрчә қирғин қилғанларни көккә көтүридиған, қәлимидин қан вә нәпрәт тамчийдиған бир кишигә нобел әдәбийат мукапати берилди. наһайити әпсуски, наһайити аз кишиләрдин башқа һечким буниңға наразилиқ билдүрмиди. әҗиба, мәсилән, охшаш җимҗитқинә тәстиқлаш, 100 миң инглизни, фирансузни, италийанни, норвечни қирғин қилған бирсигә нобел мукапати берилсә йәнә көрүләрмиди? мән һәргиз бундақ ойлимаймән. бу һәқиқәтләр бизгә, мәдәнийәт-сәнәт саһәсидә дунйа миқйасида күчлүк орунға игә болмай туруп, йашаш һоқуқимизниму қоғдийалмайдиғанлиқимизниң мумкин әмәсликини көрситип бериду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر