түркийә нигер һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүрди

түркийә, ғәрбий африқа дөлити нигердики бир һәрбий базиға қилинған террорлуқ һуҗумида көп санда адәм җенидин айрилиши мунасивити билән нигер һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүрди.

1322295
түркийә нигер һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, нигерниң мали чеграсидики инатес районидики бир һәрбий базиға қилинған террорлуқ һуҗумида көп санда нигер әскириниң җенидин айрилғанлиқи вә нурғун кишиниң йариланғанлиқидин қайғур ичидә хәвәр тепилғанлиқини әскәртти؛ байанатта, «бу пәскәшләрчә һуҗумни қаттиқ әйибләймиз. қериндаш нигер хәлқигә вә һөкүмитигә тәзийәлиримизни билдүримиз, һайатидин айрилғанларға рәһмәт, йаридарларға тез шипалиқ тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, нигерниң ғәрбидики бир һәрбий газарға террорлуқ һуҗумиға учрап, 70 нәпәр нигер әскири җенидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر