әрдоған түркийәниң аһиска түрклирини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған аһиска түрклирини қоллашни вә уларға игә чиқишни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

1321249
әрдоған түркийәниң аһиска түрклирини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған чәт әлләрдики түркләр вә қеридаш хәлқләр идариси-й т б (YTB) тәрипидин онмиңларчә аһиска түрклириниң гирузийәдики йурт-маканлиридин сүргүн қилинғанлиқиға 75йил болғанлиқи мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттә, 30 нәпәр гуваһчи билән көрүшти.

у аһиска түрклириниң бундин 75 йил бурун туйуқсиз айрилишқа мәҗбур болған йурт-маканлириға қайтиш үчүн қилған һәқлиқ вә шәрәплик күриши үстидә тохталди. у түркийәниң адаләтниң өз орнини тепиши үчүн хәлқара қанунға вә һәққанийәткә тайинип мәзкур басқучни қоллиғанлиқлирини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«иншааллаһ буниңдин кейинму силәрниң дәвайиңларни өзимизниң дәваси дәп билип, һәм гирузийәниң мунасивәтлик даирилири һәмдә йавропа кеңиши билән бирликтә хизмәтлиримизни давамлаштуримиз. бу мәсилә давамлиқ гирузийә билән болған мунасивәтлиримизниң вә җәнубий кавказға қаритилған сийасәтлиримизниң алдинқи қатаридин орун алиду.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر