чавушоғлу: америкада ембарго қарари чиқса, һәрбий базилар күнтәртипкә келиду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америкада түркийәгә қарши ембарго йүргүзүш қарари чиққан әһвалда, инҗирлик билән күрәҗиктики һәрбий базиларниң күнтәртипкә келиш мумкинликини билдүрди.

1321696
чавушоғлу: америкада ембарго қарари чиқса, һәрбий базилар күнтәртипкә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка конгрәсидин түркийәгә қарши ембарго йүргүзүш қарари чиқса, америкаму пайдилиниватқан аданадики инҗирлик һава армийә базиси билән малатйадики күрәҗик радар базисиниң күнтәртипкә келиш мумкинликини билдүрди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, русийәдин сетивелинған «S-400» һава қалқан системиси билән «F-35» айропиланлири оттурисида, мәйли қануний җәһәттин болсун йаки сийасәт җәһәттин болсун һечқандақ бағлинишниң йоқлуқини әскәртти. у мундақ деди:

«америка барлиқ тәклиплиримизгә <йақ> дәватиду. зорлап теңиш билән бир йәргә барғили болмайдиғанлиқини чүшиниши лазим. америка мәсилигә иҗабий қариса, бизму иҗабий қараймиз. S-400 һуҗум системиси әмәс, бәлки қоғдиниш системиси. F-35 ни алалмисақ башқа таллаш йоллири үстидә издинимиз.»

у американиң сүрийәдики бәзи җайларни ишғал қиливалған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к билән болған мунасивәтлириниң давамлшиватқанлиқини тәкитләп: «американиң й п г|п к к ға қилған йардәмлири җинайәт һесаблиниду. хәлқара терроризмни иқтисад билән тәминләш даирисигә кириду» деди.

у бәзи нато дөләтлириниң й п г ни террорлуқ тәһдити дәп тонуш мәсилисидики йирақ туруш позитсийәси үстидә тохтилип: «түркийәниң хәвпсизлики билән балтиқ хәвпсизлики тәң баравәрдур. һәм балтиқ һәмдә бизниң пиланимиз елан қилишни сақлаватиду. бизниң елан қилинмай туруп, йәнә бири елан қилинмайду. бу йәрдә йол қойғанлиқ йоқ, кичиккинә илтипат қилиш бар. бирла вақитта икки пилан елан қилиниду. натониң түркийәни қоғдаш вәзиписи бар» деди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә билән ливийә оттурисида түзүлгән ақдеңизда деңиз һоқуқи даирисини бәлгиләш келишими үстидиму тохталди.

у: «келишимимиз қанунға уйғун. ливийә билән қедерип тәкшүрүш вә бурғилаш ишлирини бирликтә қилишимиз мумкин. гиретсийә йаки йавропа иттипақиниң хәлқара қанун вә адаләт диваниға мунасивәтлик мәзкур мәсилидә, сот мәһкимисигә охшаш қарар чиқириши тоғра әмәс» деди.

у ливийәгә әскәр әвәтиш мәсилиси үстидә тохталғанда: «ливийәдә б д т етирап қилған һөкүмәт бар. шуңа, б д т етирап қилған вә хәлқаралиқ йиғинларға тәклип қилинған файиз әссәраҗ һөкүмити қанунлуқ һөкүмәт һесаблиниду. түркийә қанунлуқ һөкүмәт билән болған алақисини давамлаштуруватиду. әгәр ливийәдин мушундақ тәләп кәлсә, униңға қарап чиқимиз» деди.

у җәнубий қибрис рум һакимийитиниң шәрқий ақдеңиздики һидро карбон тәкшүрүш паалийәтлири мәсилисидә, шималий қибрис түрк җумһурийити билән келишим түзүши, гиретсийәниңму түркийә билән һәмкарлиқ орнитиши керәкликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر