AKINCI TİHA тунҗи қетим синақ қилинди

түркийәниң «байрақтар» намлиқ ақинҗи һуҗумчи учқучисиз һава аппарати (TİHA) тунҗи қетим синақ қилинди.

1319295
AKINCI TİHA тунҗи қетим синақ қилинди
bayraktar akinci tiha1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: байқар ширкитиниң билдүрүшичә, түркийә бу арқилиқ бу хилдики учқучисиз һава аппаратиға игә дунйадики 4 дөләттин биригә айланған.

байанатта тәкитлинишичә,  «байрақтар» намлиқ ақинҗи һуҗумчи учқучисиз һава аппарати (TİHA) тәкирдағ вилайитиниң чорлу наһийәсидики һава мәйдани һәрбий базиси қоманданлиқ иштабида тунҗи қетим учқан вә 16 минут һавада қалған.

 « Bayraktar TB2 » намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратиға қариғанда техиму узун вә техиму кәң болған «байрақтар» намлиқ ақинҗи һуҗумчи учқучисиз һава аппарати (TİHA), истиратегийәлик вәзипиләрни өтәш, уда 24 саәт һавада қелиш, 400 килогирам ички, 950 килогирам ташқи болуп, җәмий 1350 килогирам пайдилиқ йүк тошуш, йүксәк учуш иқтидариға игә икән. шуниң билән бир вақитта, илғар сүний әқил алаһидиликлиригә, үч данә сүний әқил компийутериниң васитиси арқилиқ сензорлардин вә айропилан үстидики камералардин қобул қилған учурларни тизимлап топлаш иқтидариға игә икән. буниңдин башқа йәнә, метеорологийәлик радар вә көп мәқсәтлик радар  қурулмисиғиму игә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر