сулайман сойлу: 11 нәпәр фирансийәлик даеш әзасини фирансийәгә йоллаймиз

ички ишлар министири сулайман сойлу террорлуқ тәшкилати даишниң 11 нәпәр фирансийәлик әзасини декабир ейиниң бешида фирансийәгә йоллайдиғанлиқини билдүрди.

1314166
сулайман сойлу: 11 нәпәр фирансийәлик даеш әзасини фирансийәгә йоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: сулайман сойлу ирмиздә өткүзүлгән «әгә райони көчмәнлик, бихәтәрлик вә иҗтимаий маслишиш муназирә йиғини» да нутуқ сөзлиди.

һазирчә өз йүртлириға қайтқан сүрийә пуқралириниң сани 370 миң икәнликини билдүргән сулайман сойлу «бәзиләр буни йетәрлик көрмәслики мумкин, муһим болғини бу еқишниң пәйда болғанлиқидур. йәнә бир тәрәптин интайин еғир тәртиписиз көчмәнлик мәслиисиниң бесими астида туриватимиз вә бу әһвал барғачә еғирлишиватиду. 2016вә 2017йиллирида 175 йаки 176 миң, 2018йилда 268 миң бу йил қанчилик билмәмсиләр? алдинқи җүмә күни 450 миң вә 430 миң арисида иди» деди. 

сулайман сойлу назарәткә елинған чәт әллик террорчиларни өз дөләтлиригә йоллашниң давамлишиватқанлиқини тәкитләп, «11 нәпәр фирансийәлик даеш әзасини мушу декабир ейиниң бешида фирансийәгә йоллаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر