баш әлчиләр әрдоғанға «ишәнч хети» тапшурди

зимбабве, екватор вә бурундиниң әнқәрә баш әлчилири җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға «ишәнч хети» тапшурди.

1310550
баш әлчиләр әрдоғанға «ишәнч хети» тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик сарийида зимбабвениң әнқәрә баш әлчиси алфред мутивазука, екватор җумһурийитиниң әнқәрә баш әлчиси фанни де лордес пума пума вә бурундиниң әнқәрә баш әлчиси герад нтаһорваройе бикебакони қобул қилди.

учришишта, баш әлчиләр җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға «ишәнч хети» тапшурди. баш әлчиләрниң аилири вә бир қисим қисим баш әлчихана хадимлириниң җумһур рәис әрдоғанға тонуштурулушидин кейин хатирә сүрәткә чүшүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر