түркийә: америкиниң байанатини әйибләймиз

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин америка қошма иштатлириниң пәләстин хәлқиниң һәқ – һоқуқлрини дәпсәндә қилидиған байанатини әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди.

1309467
түркийә: америкиниң байанатини әйибләймиз

түркийә авази радийоси хәвири: қалин җумһур рәислик сарийи ички кабент йиғини давамлишиватқанда бәргән байанатида, америка даирилириниң пәләстин хәлқиниң һәқ – һоқуқлрини дәпсәндә қилидиған байанатини қаттиқ әйибләйдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «исраилийәликләр  очуқ - ашкара ишғалчидур. чүнки улар пәләстинликләрниң өй – маканлирини, зәйтун бағлирини вәйран қиливатиду. буниң исми ишғалдур, ишғални қанунлаштуруш урунушидур. америка қошма иштатлириниң қанунсиз йәһудийлар олтурақ районлириға алақидар  хәлқара қанун вә пәләстинликләрниң һәқ – һоқуқлирини дәпсәндә қилидиған байанатини рәт қилимиз һәм қаттиқ әйибләймиз. дәрвәқә бу һәқтә бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидинму мақулланған онларчә қарарлар бар. пәләстин земининиң ишғал қилинишини һечбир шәкилдә қобул қилмаймиз. пәләстин хәлқини қоллайдиғанлиқимизни һәмишә тәкитләп келиватимиз. америка даирилириниң бу қарарини әйибләйдиғанлиқимизни пүткүл җаһанға җакарлаймиз.»

америка даирилири билән 3 – 4 – декабир күни әнглийәниң пайтәхти лондонда түркийә русийәдин сетивалған «с - 400 » башқурулидиған бомба системиси мәсилиси һәққидә сөһбәт елип берилидиғанлиқини әскәрткән қалин, мунасивәтлик орунларниң бу һәқтә хизмәт ишләватқанлиқини, америка қошма иштатлири билән түркийә оттурисидики сақлиниватқан мәсилиләрниң һәл қилғили болмайдиған мәсилиләр әмәсликини  тәкитләп мундақ деди: «<400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси нә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң мудапиә системисға, нә биздики йаки районимиздики нато һава мудапиәси системисиға тәһдит шәкилләндүрмәйду. <400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси мәсилисидә арқиға чекинишимиз мумкин әмәс. чүнки бу аллиқачан имза қойулуп болған, тамамланған бир келишимдур.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғиниға пухта тәййарлиқ қилип баридиғанлиқини қәйт қилған қалин мундақ дәп көрсәтти: «җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған нато башлиқлар йиғинида, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң вәзиписи, истиратегийәси, 21 – әсирдики орни, буниңдин кейинки паалийәтлири, тәһдит еңи тоғрулуқ муһим сигналларни бериду. нато башлиқлар йиғинидин кейин, германийә вә әнглийә рәһбәрлири билән җумһур рәис әрдоған төт тәрәплик башлиқлар учришишини ишқа ашуриду.»

сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к ниң мәвҗудийити тоғрилиқму тохталған қалин, сөзлиригә мунуларни илавә қилди: «әслидә й п г / п к к даешниң қайтидин оттуриға чиқишини халайду, даешниң пүтүнләй йоқилишини халимайду, чүнки даешни өзиниң мәвҗудийитини қанунлаштуруш үчүн козерға айландурувелишниң койида болуватиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر