«<пәнчә> һәрбий һәрикити» даирисидә нурғун террорчи бир тәрәп қилинди
ирақниң шималидики һафтанин районида давамлишиватқан « һәрбий һәрикити -3» даирисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к лиқ 5 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «ирақниң шималидики һафтанин районида <пәнчә һәрбий һәрикити – 3 даирисидә һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к лиқ 5 террорчи қораллиқ учқучисиз һава аппаратлиримиз арқилиқ бир тәрәп қилинди. райондики һәрбий һәрикәтлиирмиз адаққичә давамлишиду.»
йәнә бир тәрәптин, мәзкур районда қуруқлуқ һәм һавадин елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлиридә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әза 10 террорчи бир тәрәп қилинди.
дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, «<пәнчә> һәрбий һәрикити - 3» даирисидә давамлишиватқан зәрбә бериш һәрикәтлиридә, һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к лиқ 10 террорчи еғир типлиқ қорал – йарағлири вә йеқилғулири билән бирликтә бир тәрәп қилинған.