түркийә – русийә оттурисидики ортақ чарлаш паалийәтлири давамлашмақта
түркийә қисимлири билән русийә қисимлириниң сүрийәниң шималий қисмидики ортақ чарлаш паалийәтлири давамлашмақта.
1305526
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «<фират дәрйаси> ниң шәрқий қисмиға җайлашқан әйбнуләрәб районида түркийә қисимлири билән русийә қисимлириниң 4 тин һәрбий аптомобил вә учқучисиз һава аппаратлири қатнаштурулған 5 – қетимлиқ ортақ чарлаш паалийәтлири тамамланди.»
байанатта тәкитлинишичә, түркийә қисимлири билән русийә қисимлириниң 22 – өктәбир күни сочида түзүлгән келишим даирисидики ортақ чарлаш паалийәтлири давамлашмақта икән.