түркийә даешчиларни дөләтлиригә қайтуриду

түркийә ички ишлар министири сүләйман сойлу террорлуқ тәшкилати даеш әзалирини өз дөләтлиригә қайтуруш ишлириниң дүшәнбә (11-нойабир) күни башлинидиғанлиқини ейтти.

1302963
түркийә даешчиларни дөләтлиригә қайтуриду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қолида тутуп туруватқан даешчиларни ө дөләтлиригә қайтурушни башлайду. ички ишлар министири сүләйман сойлу даешчиларниң өз дөләтлиригә қайтурулидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

у байанатида: «даешчиларни өз дөләтлиригә қайтуримиз. буни дүшәнбә күни башлаймиз» деди.

у бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң әзаси қизил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған икки террористниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

у: «бу җәһәттә хәлқимизгә вәдә беримиз. аталмиш п к к каттибашлиридин карайилан үзүлмүшни өлгән карайиланға айландуримиз» деди.

у түркийәниң һәр қандақ террорлуқ тәшкилатини айримастин инсанийәт үчүн шәрәплик һалда күрәш қилидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر